Немишкә Йәһва гувачилири сәясәткә арилашмайду?
Йәһва гувачилири Муқәддәс китапқа асасланған диний сәвәпләр түпәйлидин сәясий бетәрәпликни сақлайду. Биз бирәр сәясий партияни яки намзатларни қоллап, аваз бәрмәймиз һәм нәмайишларға қатнашмаймиз. Сәясий мәнсәпкә егә болушқа интилмаймиз яки дөләт түзүмини өзгәртишкә бирәр һәрикәткә қатнашмаймиз. Шундақ қилишимизға Муқәддәс китапқа асасланған сәвәпләр бар екәнлигигә ишинимиз.
Биз сәясий мәнсәптин баш тартқан Әйса Мәсиһкә тәқлит қилимиз (Йоһан 6:15). У шагиртлирини «дунияға мәнсүп болмаслиққа» үгәткән һәм сәясий ишларға арилашмаслиғи керәклигини ениқ чүшәндүргән (Йоһан 17:14, 16; 18:36; Марк 12:13—17).
Биз Худа Падишалиғиға садақәтмәнлигимизни көрситимиз. Әйса Мәсиһ: «Падишалиқ һәққидики мошу хуш хәвәр пүткүл йәр йүзи бойичә... вәз қилиниду»,— дәп ейтқан (Мәтта 24:14). Худа Падишалиғиниң вәкиллири сүпитидә, бизгә бу һакимийәтниң келиши һәққидә вәз қилиш вәзиписи тапшурулған. Шуниң үчүн биз һечбир мәмликәтниң, һәтта биз яшайдиған мәмликәтниң сәясий ишлириға арилашмаймиз (Коринтлиқларға 2-хәт 5:20; Әфәсликләргә 6:20).
Бетәрәпликни сақлап, биз һәр түрлүк сәясий көзқарашта болған адәмләргә Худа Падишалиғи һәққидә хуш хәвәрни әркинлик билән вәз қилалаймиз. Сөзлиримиз вә жүрүш-турушимиз билән дуниядики қийинчилиқларни пәқәт Худа Падишалиғи һәл қилалайдиғанлиғиға ишинидиғанлиғимизни көрситимиз (Зәбур 56:11).
Аримизда сәясий бөлгүнчиликләр болмиғанлиқтин, хәлиқара қериндашлиқ билән инақлиқта болимиз (Колосилиқларға 3:14; Петрусниң 1-хети 2:17). Бирақ сәясәткә қатнишидиған динларниң әзалири арисида бирлик йоқ (Коринтлиқларға 1-хәт 1:10).
Һөкүмәтләрни һөрмәтләш. Гәрчә сәясәткә қатнашмисақму, биз дөләт һакимдарлириға һөрмәт көрситимиз. Бу Муқәддәс китаптики «һәрқандақ җан жуқуриқи һакимийәтләргә беқинсун» дегән әмиргә мас келиду (Римлиқларға 13:1). Биз дөләт қанунлириға бойсунимиз, селиқ төләймиз һәм һөкүмәтниң пухраларниң мәнпийитини көзләйдиған иш-һәрикәтлирини қоллаймиз. Дөләтниң түзүмини өзгәртишкә қатнашмаймиз. Әксичә, биз «падишалар вә барлиқ мәртивилик әмәлдарлар» яки һөкүмранлиққа егә болғанлар, болупму дин әркинлигигә тегишлик бирәр қарар қобул қилғанлар үчүн дуа қилип, Муқәддәс китаптики мәслиһәткә риайә қилимиз (Тимотийға 1-хәт 2:1, 2).
Шундақла биз башқиларниң сәясәткә тегишлик кәзқаришини һөрмәтләймиз. Мәсилән, сайламниң өтүшигә тосқунлуқ қилмаймиз вә аваз бәрмәкчи болғанларға қаршилиқ көрсәтмәймиз.
Йәһва гувачилири сәясий бетәрәпликни өзлири ойлап чиқарғанму? Яқ. Биринчи әсирдә яшиған әлчиләр һәм мәсиһийләрму һөкүмәткә тегишлик охшаш көзқарашта болған. Бир китапта бу тоғрилиқ: «Гәрчә биринчи әсирдики мәсиһийләр һөкүмәтни һөрмәт қилиш керәклигигә ишәнгән болсиму, сәясәткә арилишишқа болмайдиғанлиғини чүшәнгән»,— дәп йезилған («Beyond Good Intentions»). Бир тарихий китапта болса, қедимки мәсиһийләрниң «сәясий мәнсәпкә егә болушқа интилмиғанлиғи» ейтилған («On the Road to Civilization»).
Сәясий бетәрәплигимиз дөләт үчүн хәтәрликму? Яқ. Биз течлиқпәрвәр адәм болғанлиқтин, дөләт һөкүмәтлириниң биздин қорқушиниң асаси йоқ. 2001-жили Украинаниң Миллий пәнләр академиясиниң һесаватида бетәрәплигимиз һәққидә мундақ ейтилған: «Бәзиләргә Йәһва гувачилириниң бу көзқариши яқмаслиғи мүмкин. Бирақ бу сәвәптин, улар нацист һәм коммунистик режимлар вақтида тәқипкә дучар болған». Һәтта Совет Иттипақи дәвридики қаттиқ бесимға қаримастин, Йәһва гувачилири «қанунға бойсунидиған пухралар» болған. Улар колхозларда вә карханиларда ғәрәзсиз һәм һалал ишлигән вә коммунистик түзүмгә хәтәрлик болмиған». Шу һесаватниң йәкүнигә бенаән, бүгүнки күндә Йәһва гувачилириниң көзқарашлири һәм ишлири «һечбир дөләтниң бехәтәрлигигә вә бирлигигә хәтәр туғдурмайду».