Сиз биләмсиз?
Юнус пәйғәмбәрниң күнлиридин кейин Нинәвәһ шәһиригә немә болған?
Британия музейиниң бир тор бетидә чүшәндүрүлишичә, миладидин илгирики 670-жиллар Ассурийә дуниядики әң чоң империягә айланған. Зимини ғәриптә Кипрдин, шәриқтә Иранға һәтта бир вақитқа кәлгәндә, Мисирғичә кәңәйгән. Ассурийәниң пайтәхти Нинәвәһ дуниядики чоң бир шәһәр болған. Кишини һәйран қалдуридиған таш абидиләр, гөзәл бағчилар, һәшәмәтлик орда-сарайлири вә чоң китапханилири билән мәшһур болған. Қедимий Нинәвәһ шәһириниң тамлириға оюлған йезиқларда көрситилишичә падиша Ашшурбанипал башқа Ассурийә падишалириға охшаш өзини дунияниң падишаси дәп атиған. У һөкүмранлиқ қилған заманда һечким Ассурийә вә Нинәвәһни ишғал қилалмайду дәп қаралған.
Амма Ассурийә империяси әң күчләнгән мәзгилдә, Йәһва Худаниң пәйғәмбири Зәфания шундақ бәшарәт ейтқан: «Пәрвәрдигар шималдики Ассурийәгә қарши қол көтирип, Нинәвәһ шәһирини қақас чөл-баяванға айландуруветиду». Йәһваниң йәнә бир пәйғәмбири Наһумму шундақ бәшарәт ейтқан: «Күмүчләрни буливелиңлар, алтунларни буливелиңлар... У [Нинәвәһ] қуруқдалған, вәйран қилинған, бәрбат болған!... Шундақ болидуки, сени көргәнләрниң һәммиси сәндин қечип: — “[Нинәвәһ] вәйран қилинди!” — дәйду» (Зәф. 2:13; Наһум 2:9, 10; 3:7). Әшу бәшарәт сөзлирини аңлиғанда, адәмләр: «Бу қандақму мүмкин болсун? Күчлүк Ассурийә империясини кимму ишғал қилсун?»— дәп ойлиғанду. Қаримаққа кишиләрниң буниңға ишәнгүси кәлмигән.
Гәрчә адәмләр шуниңға ишәнмигән болсиму, миладидин илгирики 600-жилларниң алдида бабиллиқлар билән мидиялиқлар Ассурийәни ишғал қиливалған. Ахирида Нинәвәһ шәһири ханивәйранә қилинип ташлаветилгән вә кишиләр у шәһәрни унтуп кәткән. Нью-Йоркниң метрополитен гөзәл сәнъәт музейи нәшир қилған «Оттура әсирдә» намлиқ китапта Ассурийә тилға елинған: «Шәһәр йәр астиға көмүлүп кәткән Нинәвәһ дегән исимни пәқәт Муқәддәс китаптинла тепишқа болиду». Муқәддәс китапни археологиялик тәкшүрүш җәмийитиниң тордики архивида көрситилгәндәк, 1800-жилларниң башлирида, һечким һәтта Ассурийә империясиниң пайтәхтиниң мәвҗут болғанлиғиниму билмигән. Бирақ 1845-жилға кәлгәндә, археолог Астен Генри Лаярд Нинәвәһ шәһириниң харабисини қезип чиқиришқа башлиған. Шу харабидин Нинәвәһниң бәкму һәшәмәтлик бир шәһәр болғанлиғини байқиған.
Нинәвәһ һәққидики бәшарәтләрниң тоғра әмәлгә ешиши бүгүнки күндики сәясий күчләрниң йоқ қилинидиғанлиғи һәққидики бәшарәтләрниңму әмәлгә ашидиғанлиғиға болған ишәнчимизни күчәйтиду (Дан. 2:44; Вәһ. 19:15, 19—21).