Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

Йәһваға тайинип, яхшилиқ қилиң

Йәһваға тайинип, яхшилиқ қилиң

«Йәһваға тайинип, яхшилиқ қилиң... садақәтмәнлик билән һәрикәт қилиң» (ЗӘБУР 37:3, ЙД).

НАХШИЛАР: 49, 18

1. Йәһва инсанларни яратқанда, уларға қандақ алаһидә қабилийәтләрни бәрди?

ЙӘҺВА ХУДА инсанларни яратқанда, уларға алаһидә қабилийәтләрни бәрди. Қийинчилиқларни һәл қилишқа вә келәчигимизни планлашқа ярдәм беридиған ойлаш қабилийитини әта қилди (Пәнд-нәсиһәтләр 2:11). Планлиған нәрсилиримизгә һәм мәхсәтлиримизгә қол йәткүзүшимиз үчүн күч бәрди (Филипиликләргә 2:13). Шуниң билән Худа бизгә вижданни, йәни яхши билән яманни аҗритиш қабилийитини, соға қилди. Вижданимиз гуна қилиштин нери турушқа вә хаталарни түзитишкә ярдәм бериду (Римлиқларға 2:15).

2. Йәһва қабилийәтлиримизни қандақ қоллинишимизни халайду?

2 Йәһва қабилийәтлиримизни яхшилиқ қилиш үчүн қоллинишимизни халайду. Сәвәви У бизни яхши көриду һәм қолумизда бар соғиларни қоллансақ, бәхитлик болидиғанлиғимизни чүшиниду. Мәсилән, Муқәддәс китапта мундақ йезилған: «Қолуң тутқанни барлиқ күчүң билән қилғин»; «вақит бизгә пурсәт бериватқан чағда, һәммисигә яхшилиқ қилайли»; «һәрбириңларға қабилийәт қандақ өлчәмдә берилгән болса, бир-бириңларға хизмәт қилғанда, шундақ өлчәмдә пайдилиниңлар» (Вәз 9:10; Галатилиқларға 6:10; Петрусниң 1-хети 4:10). Демәк, Йәһва қабилийәтлиримизни өзүмизгиму, башқиларғиму пайда әкелидиғандәк қоллинишимизни халайду.

3. Адәмләрниң мүмкинчиликлири қайси җәһәттин чәклик?

3 Йәһва қабилийәтлиримизни қоллинишимизни халиғини билән, мүмкинчиликлиримизниң чәклик екәнлигини билиду. Мәсилән, биз намукәммәллик, гуна вә өлүмни йоқ қилалмаймиз (Падишалар 1-язма 8:46). Шундақла һәрбир адәмниң таллаш әркинлиги бар болғанлиқтин, башқиларни дегинимизни қилишқа мәҗбурлалмаймиз. Билимимиз вә тәҗрибимизниң қанчилик көп болушидин қәтъийнәзәр, биз Йәһваға һечқачан йетәлмәймиз (Йәшая 55:9).

Қийинчилиқларға дуч кәлгәндә, Йәһваға тайинип, яхшилиқ қилайли

4. Бу мақалидә немини қараштуримиз?

4 Йәһваниң бизни қоллайдиғанлиғиға вә униң биз үчүн қолумиздин кәлмәйдиған нәрсиләрни қилидиғанлиғиға ишинип, униңға һаятимизни башқурушиға дайим йол қоюшимиз керәк. Бирақ Йәһва қийинчилиқларни һәл қилишимиз вә башқиларға ярдәм беришимиз үчүн немә қилалайдиғанлиғимизниму ойлишимизни халайду (Зәбур 37:3ни оқуң). Бизгә һәм Йәһваға тайиниш, һәм яхшилиқ қилиш керәк. Биз садақәтмәнлик билән һәрикәт қилишимиз лазим. Буни қандақ қилсақ болиду? Келиң, Нуһ, Давут вә Худаға таянған башқиму хизмәтчиләрниң үлгилирини қараштурайли. Биз уларниң қолидин кәлмигән бәзи нәрсиләр болсиму, улар диққитини қолидин кәлгән нәрсиләргә ағдурғанлиғини көримиз.

РӘЗИЛЛИК КӘҢ ТАРҚАЛҒАНДА

5. Нуһниң вәзийитини тәсвирләп бериң.

5 Нуһ «йәр зораванлиққа» һәм әхлақсизлиққа толған вақитта яшиған (Яритилиш 6:4, 9—13). У Йәһва Худаниң рәзил дунияни вәйран қилидиғанлиғини билсиму, адәмләрниң яман ишлирини көргәндә, көңли йерим болған болса керәк. Бу вәзийәттә Нуһ өзиниң қолидин кәлмәйдиған нәрсиләр бар екәнлигини чүшәнди, бирақ қолидин келидиған нәрсиләр бар екәнлигиниму билгән.

Вәзилик хизмәттики қаршилиқ (6—9 абзацларға қараң)

6, 7. а) Нуһ немә қилалмиди? ә) Бизниң вәзийитимиз қайси җәһәттин Нуһниңкигә охшайду?

6 Нуһ немә қилалмиди? Нуһ Йәһваниң агаһландурушини ишәнч билән җакалиған болсиму, адәмләрни униңға қулақ селишқа мәҗбурлалмиған. Топан сүйиниң тезирақ келишигиму һеч тәсир қилалмиди. Нуһ Йәһваниң рәзилликни йоқ қилиш вәдисигә һәм Худа уни дәл вақтида орунлайдиғанлиғиға ишиниши керәк болған (Яритилиш 6:17).

7 Бизму рәзил дунияда яшаватимиз һәм Йәһваниң уни йоқ қилишқа вәдә қилғанлиғини билимиз (Йоһанниң 1-хети 2:17). Шу вақит кәлгичә, биз адәмләрни «Падишалиқ һәққидики хуш хәвәрни» қобул қилишқа мәҗбурлалмаймиз. «Бүйүк апәтниму» әтигәнирәк кәлтүрүш қолумиздин кәлмәйду (Мәтта 24:14, 21). Нуһқа охшаш, бизниңму Худаниң йеқин арида рәзилликни йоқ қилидиғанлиғиға болған ишәнчимиз камил болуши керәк (Зәбур 37:10, 11). Йәһва бу рәзил дунияниң бекитилгән вақтидин бир күнму ошуқ мәвҗут болушиға йол қоймайдиғанлиғиға ишинимиз (Һабаккук 2:3).

Нуһқа охшаш мәһкәм ишәнчкә егә болуп, Йәһваниң пат арида рәзилликниң һәммисини йоқ қилидиғанлиғиға ишинишимиз керәк

8. Нуһ бар диққитини немигә ағдурған? (Мақалиниң бешидики рәсимгә қараң.)

8 Нуһ немә қилалиди? Нуһ қилалмайдиған нәрсигә бола үмүтсизләнмәй, диққитини қолидин келидиған нәрсиләргә ағдурған. У Йәһваниң агаһландуруш хәвирини ишәнч билән җакалиған (Петрусниң 2-хети 2:5). Бу иш униңға ишәнчини мәһкәм сақлашқа ярдәм бәрди. Нуһ вәз қилиш билән қатар, Худа тапшурған ишқа киришип, кемә ясиған (Ибранийларға 11:7ни оқуң).

9. Биз Нуһқа қандақ тәқлит қилалаймиз?

9 Бизму Нуһқа охшаш «Пәрвәрдигарниң хизмитидә көп ишләшкә» интилимиз (Коринтлиқларға 1-хәт 15:58). Мәсилән, биз Ибадәт өйлири билән Конгресс сарайлирини қуруш вә җөндәшкә ярдәм бериш, конгресс вақтида пидаий хизмәт көрситишкә қатнишиш, филиалда яки жирақлаштурулған тәрҗимә идарисидә хизмәт қилалаймиз. Әң муһими болса, келәчәккә болған үмүтимизни күчәйтидиған вәз паалийитигә қизғин қатнишимиз. Ишәнчи күчлүк бир қериндаш бу тоғрилиқ мундақ деди: «Адәмләргә Худа Падишалиғи әкелидиған бәрикәтләр һәққидә ейтқанда, уларниң һечқандақ үмүти йоқ екәнлигини көрисиз, уларниң ойичә қийинчилиқлар һәрдайим болған һәм боливериду». Қериндишимиз ейтқандәк, башқиларға үмүтимиз һәққидә ейтқансири, у мустәһкәмлиниду. Бу үмүт һаят үчүн мусабиқидә қелишқа ярдәм бериду (Коринтлиқларға 1-хәт 9:24).

БИЗ ГУНА ҚИЛҒАНДА

10. Давутниң вәзийитини тәсвирләп бериң.

10 Йәһва Давут падишани «қәлбимгә лайиқ адәм» дәп атиған (Әлчиләр 13:22). Давут ишәнч билән һәрикәт қилған. Шуниңға қаримастин, у Батшеба билән җинсий әхлақсизлиқ қилип, еғир гуна қилди. Техиму ямини, гунасини йошуруш үчүн, у Батшебаниң йолдиши Урияниң җәңдә өлүп кетишини ойлаштурди. Һәтта Урияниң өлүми һәққидики хәтни униң өз қолиға тутқузуп әвәтти! (Самуилниң 2-язмиси 11:1—21). Ахирида, Давутниң гунаси ашкарә болди (Марк 4:22). Шу чағда Давут немә қилди?

Өтмүштики гуналар (11—14 абзацларға қараң)

11, 12. а) Гуна қилғандин кейин Давут немә қилалмиди? ә)  Гунайимизға товва қилсақ, Йәһва биз үчүн немә қилиду?

11 Давут немә қилалмиди? Болған иш болуп, Давут һеч нәрсини өзгәртәлмиди. Һәтта гунасиниң аччиқ дәрдини һаятиниң ахириғичә тартип кәлди (Самуилниң 2-язмиси 12:10—12, 14). Шуңа Давутқа ишәнч һаҗәт болған. У чин жүрәктин пушайман қилса, Йәһваниң уни кәчүридиғанлиғиға вә иш-һәрикитиниң ақиветини көрүшкә ярдәм беридиғанлиғиға ишиниши керәк еди.

12 Мукәммәлсиз болғанлиқтин, һәммимиз гуна қилимиз. Бирақ бәзибир гуналар еғир болуши мүмкин. Бәзи вәзийәтләрдә биз қилған хаталиғимизни өзгәртәлмәймиз. Бизгә униң аччиқ дәрдини тартип яшашқа тоғра келиду (Галатилиқларға 6:7). Лекин биз гунайимизға һәқиқәтән товва қилсақ, қийин вақитларда, һәтта шу қийинчилиқлар өз гунайимизниң кесиридин боливатсиму, Худаниң қоллап-қувәтләймән дегән вәдисигә тайинишимиз керәк (Йәшая 1:18, 19; Әлчиләр 3:19ни оқуң).

13. Давут Йәһва билән мунасивитини қандақ әксигә кәлтүрди?

13 Давут немә қилалиди? Давут Йәһва билән мунасивитини әксигә кәлтүрүшни халиди. У буни қандақ қилди? Мәсилән, Йәһваниң ярдимини қобул қилип, Натан пәйғәмбәрниң түзитишигә қулақ салди (Самуилниң 2-язмиси 12:13). Шундақла Йәһваға дуа қилип, гуналирини етирап қилиш арқилиқ униң мақуллишиға егә болушни бәк халиғанлиғини көрсәтти (Зәбур 51:1—17). У виждан азавиға роһини чүширишкә йол бәрмәй, өз хаталиқлиридин савақ алди. Давут шу еғир гуналирини һечқачан қайтилимиған. У етиқади мәһкәм адәм сүпитидә көз жумуп, Йәһваниң есидиму шундақ адәм болуп қалди (Ибранийларға 11:32—34).

14. Давутниң үлгисидин қандақ савақ алалаймиз?

14 Давутниң үлгисидин қандақ савақ алалаймиз? Әгәр еғир гуна қилип қойсақ, буниңға чин жүрәктин товва қилип, гунайимизни етирап қилип, Йәһвадин кәчүрүм соришимиз керәк (Йоһанниң 1-хети 1:9). Шундақла бизниң ақсақаллар билән сөзләшкинимиз яхши, улар бизгә Йәһва билән мунасивитимизни әксигә кәлтүрүшкә ярдәм берәләйду (Яқуп 5:14—16ни оқуң). Йәһваниң ярдимини қобул қилсақ, униң бизни кәчүримән дегән вәдисигә ишинидиғанлиғимизни көрситимиз. Шундақла хаталиқлиримиздин савақ елип, Йәһваға дегән хизмитимизни давамлаштурушимиз вә келәчәккә ишәнч билән қаришимиз лазим (Ибранийларға 12:12, 13).

БАШҚА ВӘЗИЙӘТЛӘРДӘ

Саламәтликниң начарлиши (15-абзацқа қараң)

15. Һаннаниң үлгисидин немигә үгинәләймиз?

15 Бәлким, қийин вәзийәтләрдә қолидин кәлгинини қилип, Йәһваға таянған ишәнчи мәһкәм башқиму хизмәтчиләрни билидиғансиз. Мәсилән, Һанна балилиқ болалмиған. У вәзийитини өзгәртәлмигән. Лекин у Йәһва Худаниң униңға тәсәлли берәләйдиғанлиғиға ишәнгән. Шуңа у муқәддәс чедирда ибадәт қилишни һәм Йәһваға ич-бағрини төкүп, дуа қилишни давамлаштурди (Самуилниң 1-язмиси 1:9—11). Биз үчүн немә дегән әҗайип үлгә десиңизчу! Саламәтлигимизниң начарлишишиға яки биз өзгәртәлмәйдиған башқа қийинчилиқларға учриғанда, бизму Йәһваниң бизгә ғәмхорлуқ қилидиғанлиғиға ишинип, пүткүл ғәм-тәшвишлиримизни униңға тапшуримиз (Петрусниң 1-хети 5:6, 7). Шуниң билән җамаәт учришишлири вә башқа роһий орунлаштурушлардин пайда елиш үчүн қолумиздин келидиған һәммә нәрсини қилимиз (Ибранийларға 10:24, 25).

Һанна Йәһваға тайинип, муқәддәс чедирда хизмәт қилишни вә дуа қилишни давамлаштурди

Йәһваға хизмәт қилишни тохтатқан балилар (16-абзацқа қараң)

16. Ата-анилар Самуил пәйғәмбәрниң үлгисидин қандақ савақ алалайду?

16 Балилири Йәһваға хизмәт қилишни тохтатқан садиқ ата-аниларчу? Самуил пәйғәмбәр чоң болған оғуллирини Худаға садиқ болушқа мәҗбурлалмиған (Самуилниң 1-язмиси 8:1—3). У бу мәсилини Йәһваға тапшурған. Амма Самуил Йәһваға садиқ болуп қелиш һәм асмандики Атисиниң қәлбини хошал қилиш үчүн қолидин кәлгәнниң һәммисини қилған (Пәнд-нәсиһәтләр 27:11). Бүгүнки күндиму, көплигән мәсиһий ата-анилар охшаш вәзийәткә дуч келиду. Улар Йәһваниң Әйсаниң адашқан оғул һәққидики тәмсилдики атиға охшаш, товва қилған гунакарларни һәрдайим кәчүрүшкә вә қайта қобул қилишқа тәйяр екәнлигигә ишиниду (Луқа 15:20). Ата-анилар болса, бар диққитини Йәһваға садиқ болушқа ағдуралайду вә шундақ қилип, өз үлгиси билән балилирини падиға қайтип келишкә дәвәт қилидиғанлиғиға үмүт қилиду.

Маддий қийинчилиқлар (17-абзацқа қараң)

17. Немишкә кәмбәғәл тул аялниң үлгиси бизгә тәсәлли бериду?

17 Йәнә бир яхши мисал — Әйсаниң заманида яшиған кәмбәғәл тул аял (Луқа 21:1—4ни оқуң.) У мәркизий ибадәтханидики парихорлуққа һеч тәсир қилалмиған вә өзиниң кәмбәғәл болғинини өзгәртәлмигән (Мәтта 21:12, 13). Лекин Йәһваға таянғанлиғи, уни һәқиқий ибадәтни қоллашқа дәвәт қилған. У мәртлик көрситип, һаят кәчүрүш үчүн бар нәрсисиниң һәммисини, йәни «ушшақ икки тийинни», ианә қилған. Бу ишәнчи мәһкәм аял Йәһваға пүтүнләй таянғанлиғини көрсәткән. Йәһваға болған ибадәтни биринчи орунға қойса, униң һаҗәтлик һәммә нәрсә билән тәминләйдиғанлиғиға ишәнчи камил болған. Шуниңға охшаш, бизму Худа Падишалиғини һаятимизда биринчи орунға қойсақ, Йәһва биздә һаҗәтлик һәммә нәрсиниң болушиға ғәмхорлуқ қилидиғанлиғиға ишинимиз (Мәтта 6:33).

18. Тоғра көзқарашта болған бир бурадәрниң үлгисини ейтип бериң.

18 Көплигән бурадәр-қериндашлиримиз диққитини қолидин кәлмәйдиған әмәс, келидиған нәрсиләргә ағдуруп, Йәһваға тайинидиғанлиғини көрситиду. Малком бурадәрниң мисалини қараштурайли. 2014-жили көз жумғичә, у Йәһваға садиқ болуп қалди. У вә униң аяли нурғун жиллар давамида Худаға хизмәт қилип, бешидин иссиқ-соғни өткүзди. «Һаят дегән қийин вә турақсиз, бәзидә алдиңизда немә күтүп турғанлиғини билмәйсиз. Лекин Йәһваға тайинидиғанларни бәрикәтләр күтиду»,— деди Малком бурадәр. У қандақ мәслиһәт бәрди? «Йәһваға болған хизмәттә қолуңиздин кәлгичә үнүмлүк һәм паал болуш үчүн дуа қилиң. Сиз қилалмайдиған әмәс, қилалайдиған нәрсиләргә диққәт ағдуруң». * (Изаһәткә қараң.)

19. а) Немишкә 2017-жилниң айити орунлуқ талланған? ә)  Сиз 2017-жилниң айитини һаятиңизда қандақ қолланмақчи?

19 Бу дуния «барғансири техиму рәзиллишиватқанлиқтин», қийинчилиқлиримизниң көпийидиғанлиғиға һәйран болмаймиз (Тимотийға 2-хәт 3:1, 13). Шуниң үчүн һазир қийинчилиқлар билән бешимиз қетип, чүшкүнлүккә берилмәслигимиз интайин муһим. Униң орниға қолумиздин келидиған нәрсиләргә нәзәр тикип, мәһкәм ишәнчкә егә болушимиз керәк. Шуниң үчүн «Йәһваға тайинип, яхшилиқ қилиң» дегән 2017-жилниң айити орунлуқ талланғанлиғи сөзсиз! (Зәбур 37:3).

2017-жилниң айити: Йәһваға тайинип, яхшилиқ қилиң (Зәбур 37:3, ЙД)

^ 18-абзац «Күзитиш мунариниң» (рус) 2013-жил, 15-октябрь саниниң 17—20 бәтлиригә қараң.