Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

МӘСИҺИЙ ҺАЯТИМИЗ

Ата-анилар, балилириңларға Йәһвани хошал қилишни үгитиңлар

Ата-анилар, балилириңларға Йәһвани хошал қилишни үгитиңлар

Йәһва Худа яшлар билән балиларни интайин қәдирләйду. Худа уларниң роһий җәһәттин өсүватқанлиғини вә тәқабиллиғини байқайду (С1я 2:26; Лқ 2:52). Һәтта кичик балиларму өзлириниң яхши жүрүш-туруши билән Йәһва Худаниң жүригини хошал қилалайду (П.н 27:11). Йәһва Худа тәшкилати арқилиқ ата-аниларға көп ярдәм бериватиду. Униң арқилиқ ата-анилар балилирини Йәһвани яхши көрүп, Худаға бойсунушни үгитәләйду.

«ЯШЛАР, СИЛӘРНИҢ ТӘҚАБИЛЛИҒИҢЛАР ЙӘҺВА ХУДАНИ ХУРСӘН ҚИЛИДУ!» НАМЛИҚ ВИДЕОНИ КӨРҮП, ТӨВӘНДИКИ СОАЛЛАРҒА ҖАВАП БЕРИҢ:

  • Көп жиллар давамида Йәһва Худаниң рәһбәрлиги яшларға қандақ ярдәм бериватиду?

  • Ата-аниларға ярдәм беридиған қандақ қураллар бар?

  • Яшлар, Йәһва Худаниң бәргән қураллириниң қандақ пайдисини көрдиңлар?