Мәзмунға өтүш

Дунияни һәқиқәтән ким башқуриватиду

Дунияни һәқиқәтән ким башқуриватиду

Сизниң ойиңизчә . . .

  • Худаму?

  • адәмләрму?

  • башқа бириму?

МУҚӘДДӘС КИТАПТА БУ ҺӘҚҚИДӘ НЕМӘ ЕЙТИЛҒАН?

«Пүткүл дуния Шәйтанниң һөкүми астида болмақта» (Йоһанниң 1-хети 5:19).

«Худа Оғли кәлдики, униң мәхсити — Иблисниң ишлирини бузуш» (Йоһанниң 1-хети 3:8).

БУНИ БИЛИШНИҢ ҚАНДАҚ ПАЙДИСИ БАР?

Дуниядики қийинчилиқларниң сәвәвини чүшинисиз (Вәһий 12:12).

Дуниядики әһвалниң яхшилинишиға ишәнчлик болисиз (Йоһанниң 1-хети 2:17).

МУҚӘДДӘС КИТАПТИКИ БУ СӨЗЛӘРГӘ ИШИНИШКӘ БОЛАМДУ?

Һә, буниң кам дегәндә үч сәвәви бар:

  • Шәйтанниң һөкүмранлиғи ахирлишиду. Яратқучимиз Йәһва Худа Шәйтанниң һакимийитини тохтатмақчи. У Шәйтанни йоқ қилип, инсанийәтни униң тәсиридин толуғи билән азат қилишқа вәдә қилған (Ибранийларға 2:14).

  • Худа инсанийәтни башқуруш үчүн Әйса пәйғәмбәрни таллиған. Әйса дүнияниң һазирқи зулум, тәкәббур һөкүмрани Шәйтанға һәргиз охшимайду. Әйсаниң қандақ Падиша болидиғанлиғини Худа мундақ тәсвирлигән: «Намратқа вә муһтаҗға ич ағритиду, кәмбәғәлләрниң җенини қутқузиду. Қуллуқ һәм зорлуқ-зомбилиқтин айриду вә униң көзидә уларниң қени бебаһа болиду» (Зәбур 72:13, 14).

  • Худа ялған ейтмайду. Муқәддәс китапта Худа ялған сөзлимәйду дәп йезилған (Ибранийларға 6:18). Худа бирәр нәрсини вәдә қилса, әмәлгә ашурмай қалмайду (Йәшая 55:10, 11). Демәк, мошу -дунияниң һөкүмрани Шәйтан чоқум йоқ қилиниду (Йоһан 12:31).

МОШУ ҺӘҚҚИДӘ ОЙЛИНИП КӨРҮҢ:

Дунияниң һазирқи һөкүмрани йоқ қилинғанда, әһвалимиз қандақ болиду?

Буниң җававини Муқәддәс китапниң мошу айәтлиридин тапалайсиз: ЗӘБУР 37:10, 11 вә ВӘҺИЙ 21:3, 4.