Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

25-САВАҚ

Ибадәт өйлири немә үчүн вә қандақ селиниду?

Ибадәт өйлири немә үчүн вә қандақ селиниду?

Боливия

Нигерия, ремонт ишлиридин авал вә кейин

Таити

Муқәддәс китапниң асасий мавзуси — Худа Падишалиғи вә Әйса Мәсиһ у һәққидә вәз қилған (Луқа 8:1).

Улар һәқиқий ибадәтниң мәркәзлири. Ибадәт өйлиридә вәз қилиш паалийити уюштурулиду (Мәтта 24:14). Ибадәт өйлириниң чоң-кичиклиги вә көрүнүши һәрхил. Лекин һәммә Ибадәт өйлири аддий қурулған һәм көпинчә вақитта уларни бирнәччә җамаәт пайдилиниду. Вәзчиләр вә җамаәтләрниң сани көпийиватқанлиқтин, ахирқи жилларда биз миңлиған (оттура һесап бойичә күнигә бәш) йеңи Ибадәт өйини салдуқ. Бу қандақ әмәлгә ашурулди? (Мәтта 19:26).

Улар Ибадәт өйлирини селишқа арналған ианиләр һесавиға селиниду. Бу ианиләр филиалларға әвәтилиду. Әгәр қандақту бир җамаәт Ибадәт өйини селишни яки ремонт қилишни халиса, пулни филиалдин алалайду.

Уларни һәқсиз әмгәк қилидиған пидаийлар қуриду. Көп мәмликәтләрдә Ибадәт өйлирини селиш топлири уюштурулған. Толуқ вақитлиқ қурулушчилар вә вақитлиқ пидаийлардин ибарәт бригадилар өз мәмликитидики җамаәтләргә, һәтта жирақ регионларға берип, йәрлик җамаәтләргә Ибадәт өйлирини селишқа ярдәм бериду. Башқа мәмликәтләрдә қандақту бир регионда Ибадәт өйлирини селишни яки ремонт қилишни башқуруш үчүн мошу саһада тәҗрибиси бар Гувачилар тайинлиниду. Гәрчә адәттә қурулушларда башқа җайлардин кәлгән тәҗрибилик қурулушчилар ишлисиму, ишниң асасий қисмини шу җайдики җамаәт әзалири қилиду. Ибадәт өйлириниң селиниши Йәһваниң муқәддәс роһиниң һәм униң хәлқиниң җан-җигәри билән қилған әмгигиниң арқисида мүмкин болуватиду (Зәбур 127:1; Колосилиқларға 3:23).

  • Ибадәт өйлири немә үчүн селиниду?

  • Дунияниң җай-җайлиридики Ибадәт өйлирини селиш иши неминиң арқисида мүмкин болуватиду?