9-САВАҚ
Учришишларға тәйярлинишниң әң яхши усули қайси?
Әгәр сиз Йәһва гувачилири билән Муқәддәс китапни тәтқиқ қиливатқан болсиңиз, алдин-ала тәйярлиқ қилидиғансиз. Җамаәт учришишлириғиму тәйярлансиңиз, зор пайда алисиз. Тәйярлиқ қилишни адәткә айландурсиңиз, буниң мевисини көрисиз.
Қачан вә қәйәрдә тәйярлиқ қилидиғанлиғиңизни қарар қилиң. Сизгә қайси вақитта тәтқиқ қилиш йенигирәк болиду? Ишни башлаштин авал, таң сәһәрдә яки кәчқурун, балилириңиз йетип қалған вақиттиму? Һәтта узақ тәйярлинишқа мүмкинчилик болмисиму, қанчилик вақит бөләләйдиғанлиғиңизни ениқлавелиң вә сизгә һечнәрсә кашила болмисун. Теч вә хатирҗәм җай тепип, радио, телевизор вә телефонни өчүрүветиң. Тәтқиқ қилишниң алдида дуа қилиш барлиқ ғәм-әндишиләрни бир чәткә қоюп, Худаниң Сөзигә көңүл қоюшқа ярдәм бериду (Филипиликләргә 4:6, 7).
Җавапларни тепип, муһакимигә тәйярлиниң. Тәйярлиқни мақалини қараштуруштин башлаң. Мақалиниң яки бапниң мавзуси һәққидә мулаһизә қилип, һәрбир кичик мавзуниң баш мавзу билән қандақ бағланғанлиғи һәққидә ойлинип көрүң. Рәсимләргә вә асасий ой-пикирләрни тәкитләйдиған тәкрарлаш соаллириға диққәт қилиң. Андин һәрбир абзацни оқуп чиқип, кәлтүрүлгән соалға җавап тепиң. Кәлтүрүлгән айәтләрни оқуп, уларниң мақалидики ойлар билән қандақ бағлиниши бар екәнлиги һәққидә ойлинип көрүң (Әлчиләр 17:11). Җавапни тәйярлиғанда абзацта ой-пикриңизни чапсан әскә елишқа ярдәм беридиған бирнәччә асасий сөзләрниң яки ибариләрниң астини сизип қоюң. Шу чағда җамаәт учришишида қолуңизни көтирип, өз сөзүңиз билән қисқичә җавап берәләйсиз.
Һәр һәптидә учришишларда муһакимә қилинидиған һәрхил мавзуларни тәтқиқ қилиш арқилиқ, сиз Муқәддәс китаптин еливатқан билимиңизниң ғәзнисини йеңи ой-пикирләр билән толдурисиз (Мәтта 13:51, 52).
-
Сиз учришишларға қачан вә қәйәрдә тәйярлиқ көрәләйсиз?
-
Җамаәт учришишида җавап бериш үчүн қандақ тәйярлиқ қилсиңиз яхши?