Худаниң ирадиси немидин ибарәт?
Худа бизниң йәрдики җәннәттә мәңгү яшишимизни халайду!
Бәлким сиз: «Бу зади мүмкинму?»— дәп сорайдиғансиз. Муқәддәс китапта Худа бу ишни Падишалиғиниң васитиси билән әмәлгә ашуриду дәп йезилған. Худаниң ирадиси шуниңдин ибарәтки, У барлиқ адәмләрниң мошу Падишалиқ вә униң қандақ бәрикәтләрни елип келидиғанлиғи тоғрилиқ билишини халайду (Зәбур 37:11, 29; Йәшая 9:7).
Худа бизниң бәхитлик болушимизни халайду.
Меһрибан ата балилириға пәқәт яхши нәрсиләрнила халиғандәк, сәмавий Атимиз бизниң мәңгү бәхитлик болушимизни халайду (Йәшая 48:17, 18). Худа униң «ирадисини орунлиғучи мәңгү яшайду» дәп капаләт бериду (Йоһанниң 1-хети 2:17).
Худа униң йоли билән меңишимизни халайду.
Муқәддәс китапта Яратқучи һәққидә: «У өз йоллиридин бизгә үгитиду вә биз Униң тәриқилиридә маңимиз»,— дәп йезилған (Йәшая 2:2, 3). Йәһва дуния йүзидики барлиқ адәмләрниң униң ирадисини билиши үчүн «өз исми билән атилидиған хәлиқни» тәшкил қилди (Әлчиләр 15:14).
Худа бизниң униңға бирликтә ибадәт қилишимизни халайду.
Йәһваниң хизмәтчилири өз ара һәқиқий меһир-муһәббәт риштилири билән бағланған. Бөлгүнчилик һөкүм сүрүватқан мошу дунияда бу һәқиқий мөҗүзә (Йоһан 13:35). Бүгүнки күндә адәмләрни бирликтә Худаға хизмәт қилишқа ким үгитиватиду? Җававини мошу китапчидин тапалайсиз.