Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

01-ДӘРИС

Муқәддәс Язмилар бизгә ярдәм берәләмду?

Муқәддәс Язмилар бизгә ярдәм берәләмду?

Һәммимизниң дегидәк һаят, азап-оқубәт, өлүм вә келәчәк тоғрисида соаллиримиз болған. Бәлким, биз пул тепип, аилини беқиш яки турмушимиздики башқа ишлар тоғрисида ғәм-тәшвишләрни қилидиғандимиз. Нурғун адәмләр Муқәддәс Язмиларниң һаяттики муһим соалларға җавап тепишиға ярдәм бәргәнлигини көрүпла қалмай, йәнә күндилик турмушта көп әмәлий мәслиһәтләрни берәләйдиғанлиғини чүшәнгән. Сизниңчә, Муқәддәс Язмилар бизгә ярдәм берәләмду?

1. Муқәддәс Язмилар қайси бәзи соалларға җавап бериду?

Муқәддәс Язмилар төвәндики муһим соалларға җавап бериду: Һаят қандақ пәйда болған? Һаятниң мәхсити немә? Немә үчүн адәмләр азап-оқубәт чекиду? Адәмләр өлгәндә немә болиду? Инсанлар тинч-хатирҗәмликни халиса, немә үчүн шунчә көп урушлар болуватиду? Кәлгүсидә йәр йүзидә немә болиду? Муқәддәс Язмилар бизни мошундақ соалларниң җаваплирини тепишқа дәвәт қилиду вә миллионлиған инсанлар шу соалларға қанаәтлинәрлик җавапларни тапти.

2. Күндилик турмушимизда хошаллиқ тепишимизға Муқәддәс Язмилар қандақ ярдәм берәләйду?

Муқәддәс Язмилар бизгә наһайити яхши мәслиһәтләрни бериду. Мәсилән, аилини һәқиқий бәхиткә ериштүрүшни үгитиду. У йәнә бизгә бесимларға қарши туруш вә иш-орнимизда хошал кәйпиятни сақлаш үчүн мәслиһәтләрни берәләйду. Мошу мәлуматларни муһакимә қилғинимизда, бу мавзулар вә йәнә башқа көплигән мавзулар һәққидә Муқәддәс Язмиларниң немә үгитидиғанлиғини биләләйсиз. Мону сөзләрниң һәқиқәт екәнлигини көрүп йетисиз: «Пүтүн Муқәддәс Язмилар [Муқәддәс китаптики һәммә мәлуматлар]... пайдилиқтур» (Тимотийға 2-хәт 3:16).

Бу үгиниш материали Муқәддәс китапниң өзи әмәс. Бәлки бу нәшир сизни Муқәддәс китапни өзүңиз тәкшүрүп тәтқиқ қилишқа үндәйду. Шуңа биз сизни һәрбир дәристә көрситилгән айәтләрни оқуп, әшу айәтләрни үгәнгәнлириңиз билән селиштурушқа үндәймиз.

ЧОҢҚУРИРАҚ ҚЕЗИҢ

Муқәддәс китап адәмләргә қандақ ярдәм бәргән, уни оқуштин қандақ хошаллиқ тапалайсиз вә оқуғанлириңизни чүшиниш үчүн башқилардин ярдәм сораш немә үчүн муһим дегәнләр һәққидә ойлинип көрүң.

3. Муқәддәс китап бизгә йол көрситәләйду

Муқәддәс китап худди бир күчлүк қол чириғиға охшаш. Биз Муқәддәс китапни ишләтсәк, у бизгә тоғра қарарларни чиқириш үчүн йол көрситиду вә йолумизда немә ятқанлиғини көрүшимизгә ярдәм бериду.

Зәбур 119:105ни оқуң, кейин төвәндики соалларға җавап бериң:

  • Зәбур язғучиси Муқәддәс китап тоғрилиқ немә ойлиған?

  • Сиз Муқәддәс китап тоғрисида немә ойлайсиз?

4. Муқәддәс китап соаллиримизға җавап берәләйду

Бир аял узун жиллар ойлап жүргән муһим соалиға Муқәддәс китаптин җавап тапқан. ВИДЕОНИ көрүң, кейин төвәндики икки соал үстидә ойлинип көрүң.

  • Бу видеода бир аялниң қандақ соали болған?

  • Муқәддәс китапни үгиниш униңға қандақ ярдәм бәргән?

Муқәддәс китап бизни соалларни сорашқа үндәйду. Мәтта 7:7ни оқуң, кейин төвәндики соалға җавап бериң:

  • Муқәддәс китап қайси соаллириңизға җавап берәлиши мүмкин?

5. Муқәддәс китапни оқуштин хошаллиқ тапалайсиз

Көплигән адәмләр Муқәддәс китапни оқуп, хошаллиқ тапиду вә униңдин пайдилиқ нәрсиләрни үгиниду. ВИДЕОНИ көрүң, кейин төвәндики икки соал үстидә ойлинип көрүң.

  • Бу видеода яшлар Муқәддәс китапни оқуп, қандақ һис-туйғуда болғанлиғи һәққидә немә дәйду?

  • Улар илгири китап оқушни яхши көрмигән, амма һазир немә үчүн Муқәддәс китапни оқушни яхши көриду?

Муқәддәс китапта бизгә тәсәлли вә үмүт беридиған көрсәтмиләр бар. Римлиқларға 15:4ни оқуң, кейин төвәндики соалға җавап бериң:

  • Муқәддәс китаптики тәсәлли вә үмүт беридиған вәдә сизни қизиқтурамду?

6. Муқәддәс китапни чүшинишимизгә башқилар ярдәм берәләйду

Көплигән кишиләр Муқәддәс китапни өзи оқупла қоймай, йәнә башқилар билән муһакимә қилишниң көп ярдәм беридиғанлиғини чүшәнгән. Әлчиләр 8:26—31ни оқуң, кейин төвәндики соалға җавап бериң:

  • Муқәддәс китапни қандақ чүшинәләймиз? (30, 31-айәтләрни көрүң.)

Эфиопиялик киши Муқәддәс Язмиларни чүшиниш үчүн ярдәмгә муһтаҗ болған. Бүгүнки күндә нурғун адәмләр башқилар билән Муқәддәс китапни муһакимә қилишниң көп пайдисини көргән.

БӘЗИЛӘР МУНДАҚ ДӘЙДУ: «Муқәддәс китапни тәтқиқ қилиш — вақит исрап қилғанлиқ».

  • Сиз қандақ ойлайсиз? Немә үчүн?

ХУЛАСӘ

Муқәддәс китап турмушимизға керәклик мәслиһәтләрни, муһим соаллиримизға җавапларни вә бизгә тәсәлли һәм үмүт бериду.

Тәкрарлаш

  • Муқәддәс китаптин қандақ мәслиһәтләрни тапалаймиз?

  • Муқәддәс китап қайси бәзи соалларға җавап бериду?

  • Муқәддәс китаптин немиләрни үгинишни халайсиз?

Мәхсәт

ИЗДИНИП КӨРҮҢ

Муқәддәс китаптики мәслиһәтләрни бүгүнки күндә қандақ қоллинишқа болидиғанлиғини ойлинип көрүң.

«Муқәддәс китапниң тәлимлири — чәксиз даналиқ» («Күзитиш мунари» 2018-жил, 1-сан)

Балилиқ чеғидин һис-туйғулирида қийинчилиққа дуч кәлгән бир кишигә Муқәддәс китапниң қандақ ярдәм бәргәнлигини көрүң.

«Мениң хошал йеңи һаятим башланди» (2:​53)

Аиләвий турмуш үчүн Муқәддәс китапта берилгән әмәлий мәслиһәтләрни көрүп чиқиң.

«Аиләвий бәхитниң 12 сири» («Ойғиниш!» 2018-жил, 2-сан)

Бу дунияни кимниң башқуруватқанлиғи тоғрисида кәң тарқалған хата бир чүшәнчини Муқәддәс китап қандақ айдиңлаштурғанлиғини көрүп чиқиң.

«Немишкә Муқәддәс китапни үгиниш керәк?» (толуқ мәзмуни) (3:​14)