10-САВАҚ
Һәқиқий динни қандақ тепишқа болиду?
1. Һәқиқий дин — бирму яки көпму?
Әйса пәйғәмбәр пәқәт бирла һәқиқий динни асаслиған. Уни мәңгүлүк һаятқа апиридиған йол билән селиштурсақ болиду. Әйса бу йолни «тапалайдиғанларму аз» дәп ейтқан (Мәтта 7:14). Худа пәқәт Муқәддәс китапқа асасланған ибадәтни қобул қилиду. Худаниң һәқиқий хизмәтчилирини бир етиқат бириктүриду (Йоһан 4:23, 24; 14:6; Әфәсликләргә 4:4, 5 оқуп чиқиң).
«Худа һәрқандақ ибадәтни қобул қиламду?» дегән видеони көрүң
2. Һакимдар Әйса немидин агаһландурған?
Әйса һәқиқәтни бузидиған сахта пәйғәмбәрләр пәйда болуши һәққидә агаһландурған. Уларни һәқиқий хизмәтчиләрдин айриш асан әмәс. Чүнки улар өзлирини Әйсаниң һәқиқий шагиртлири дәп санайду. Амма инсанниң ишлириға һәм хисләтлиригә қарап, уларни қандақ динда екәнлигини байқашқа болиду (Мәтта 7:13—23 оқуп чиқиң).
3. Худаниң һәқиқий хизмәтчилирини қандақ тонушқа болиду?
Буни пәриқ қилидиған бәш усулни қарап чиқайли.
-
Улар Муқәддәс китапни Худаниң Сөзи дәп санайду. Худа хизмәтчилири Муқәддәс китапқа асасланған тәләпләр бойичә яшашқа тиришиду. Демәк, һәқиқий динниң башқа динлардин пәрқи — у адәмниң ойи вә көзқарашлиридин чиққан әмәс (Мәтта 15:7—9). Һәқиқий хизмәтчиләрниң сөзлири билән иш-һәрикәтлири мас келиду (Йоһан 17:17; Тимотийға 2-хәт 3:16, 17 оқуп чиқиң).
-
Йәһва дегән исмини билгән һәм Уни мәдһийилигән. Әйса пәйғәмбәрму адәмләргә Худа тоғрисида ейтип берәтти вә Униң исми муқәддәс болсун дәп уларни дуа қилишқа үгәткән (Мәтта 6:9). Сиз яшаватқан җайда Худаниң исмини кимләр ейтип жүриду? (Йоһан 17:26; Римлиқларға 10:13, 14 оқуп чиқиң).
Һәқиқий хизмәтчиләр Йәһва Худаниң исмини мәдһийиләйду. Әсли пәйғәмбәрләр Худаниң -
Улар Худаниң Падишалиғи һәққидә вәз қилиду. Худа Әйсани Падишалиқ һәққидики яхши хәвәрни ейтиш үчүн йәргә әвәткән. Адәмзатниң қийинчилиқлирини пәқәт Худа Падишалиғи йешәләйду. Әйса пәйғәмбәр һаятиниң ахириғичә мошу Падишалиқ һәққидә җакалиған (Луқа 4:43; 8:1; 23:42, 43). Әйса һәқиқий хизмәтчилири мошу Падишалиқ һәққидә җакалайдиғини тоғрисида ейтқан. Бирси сизгә келип Худа Падишалиғи һәққидә ейтса, униң қайси диндин болуши мүмкин дәп ойлайсиз? (Мәтта 24:14 оқуп чиқиң).
-
Улар мошу зулум дуниядин нери жүриду. Улар сәясәткә вә иҗтимаий җедәлләргә арилашмайду (Йоһан 17:16; 18:36). Униңдин ташқири, улар әхлақий тазилиқни сақлап, бу дунияда кәң тарқалған яман адәтләрдин сақлиниду (Яқуп 4:4 оқуп чиқиң).
-
Улар бир-биригә қериндашчилиқ меһир-муһәббәтни көрситиду. Худа Сөзи уларни башқиларға миллитидин қәтъийнәзәр һөрмәт көрситишкә үгитиду. Сахта динлар көпинчә вақитларда урушларға вә һәрбий тоқунушларға арилишиду, һәқиқий хизмәтчиләр ундақ қилмайду (Мика 4:1—3). Униң орниға улар өз вақтини, күчини һәм хираҗәтлирини адәмләргә ярдәм қилишқа вә тәсәлли беришкә пайдилиниду (Йоһан 13:34, 35; Йоһанниң 1-хети 4:20 оқуп чиқиң).
4. Һәқиқий динни қандақ тепишқа болиду?
Қайси дин барлиқ тәлимлирини Муқәддәс китапқа асаслайду, Худаниң исмини мәдһийиләйду һәм пәқәт Худа Падишалиғи адәмзатниң қийинчилиқлирини йешиду дәп ейтиду? Қайси дин меһир-муһәббәт көрситип, урушларға қатнашмайду? Мошу соалларға қандақ җавап берәр едиңиз? (Йоһанниң 1-хети 3:10—12 оқуп чиқиң).