17-СОАЛ
Сизниң аилиңизгә Муқәддәс китапниң қандақ пайдиси бар?
ӘРЛӘР/АТИЛАР
«Шуниңға охшаш, әрләр өз аяллирини өз тенини сөйгәндәк сөйүши керәк. Өз аялини сөйгән киши өзини сөйгән болиду, чүнки һечким һечқачан өзиниң тенини өч көрмәйду, әксичә уни озуқландуриду һәм асрайду... Һәрқайсиң өзәңни сөйгәндәк, өз аялиңни шундақ сөйгин».
Әфәсликләргә 5:28, 29, 33
«Силәрму, атилар, балилириңларни териктүрмәңлар, бәлки уларни Йәһва буйриғандәк, тәрбийиләңлар һәм нәсиһәт бериңлар».
Әфәсликләргә 6:4
АЯЛЛАР
«Аял болса ерини чоңқур һөрмәтлисун».
Әфәсликләргә 5:33
«Аяллар, әрлириңларға Һакимдар йолиға лайиқ беқиниңлар».
Колосилиқларға 3:18
БАЛИЛАР
«Балилар, Худаға мувапиқ йосунда ата-анаңларни тиңшаңлар, чүнки бу һәққанийдур. “Ата-анаңни һөрмәтлә” – вәдә билән берилгән бу биринчи вәсийәт. Вәдә: “Саңа яхши болуши үчүн, вә сән йәрдә узақ өмүр сүрүшиң үчүн”, дәйду».
Әфәсликләргә 6:1–3
«Балилар, һәммә нәрсидә ата-анаңларни тиңшаңлар, чүнки бу Һакимдаримизға яқиду».
Колосилиқларға 3:20