Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

5-СОАЛ

Муқәддәс китапта қандақ хәвәр йезилған?

«Мән шундақ қилимәнки, сениң һәм аялниң арисида, сениң нәслиң һәм аялниң әвлади арисида дүшмәнлик болиду. У сениң бешиңни йәнчийду, сән болсаң униң тапинини чақисән».

Яритилиш 3:15

«Шуңдақла, сән Мениң авазимға қулақ салғиниң үчүн, сениң әвладиң арқилиқ йәр йүзидики барлиқ хәлиқләр бәрикәтлиниду».

Яритилиш 22:18

«Сениң Падишалиғиң кәлгәй. Ирадәң асманда орунланғандәк, йәрдиму шундақ орунланғай».

Мәтта 6:10

«Хатириҗәмлик бәргүчи Худа йеқин арида Шәйтанни аяқ астиңларда йәнчийду».

Римлиқларға 16:20

«Һәммә нәрсә униңға бойсундурулғандин кейин, Худа барлиғиға һәммә нәрсә болуши үчүн, Оғли өзиму Беқиндурғучиға беқиниду».

Коринтлиқларға 1-хәт 15:28

«Ибраһимға вә униң әвладиға [йәни у Мәсиһтур] вәдиләр берилгән... Әгәр силәр Мәсиһкә мәнсүп болсаңлар, у чағда силәр һәқиқәтән Ибраһимниң әвлатлири».

Галатилиқларға 3:16, 29

«Әнди дуния үстидин Падишалиқ һакимийәт бизниң Рәбкә вә Униң Мәсиһигә мәнсүп болди. У әбәттин-әбәткичә Падишалиқ қилиду».

Вәһий 11:15

«Пүткүл аһалилиқ йәрни аздуруватқан һелиқи қедимий илан, Иблис яки Шәйтан дәп атилидиған бүйүк әҗдиһа, йәр-зиминға ташланди вә униң билән биллә униң пәриштилири ташланди».

Вәһий 12:9

«У әҗдиһани, йәни Иблис вә Шәйтан болған қедимий иланни тутуп, уни 1000 жилға кишәнлиди».

Вәһий 20:2