Муқәддәс китапниң қисқичә мәзмуни
Муқәддәс китап инсанийәт тарихидики — әң кәң тарқалған китаптур. Уни қәдирләйдиған кишиләр интайин көп. Бәлким, сиз: «Бу даңлиқ китапта немә һәққидә йезилған?»— дәп сорайдиғансиз.
«Муқәддәс китаптики асасий мавзу» намлиқ китапчиси Муқәддәс китапниң қисқичә мәзмуни вә асасий мавзуси һәққидә қисқичә чүшәнчә бериду. Бу китапчидә Муқәддәс Язмиларниң Яритилиш китавидики аләмниң яритилиши һәққидики баянлардин башлап, Вәһий китавидики келәчәккә болған әҗайип үмүт тоғрисидики мәлуматлар қисқичә баян қилинған. Китапчидә өтмүштә йүз бәргән муһим вақиәләрниң вақит тәртиви көрситилгән вә чирайлиқ рәсимләр вә кишини ойландуридиған муһакимә соаллири бар.
«Муқәддәс китаптики асасий мавзу» китапчисини торбәттә оқуң.