ЯШЛАРНИҢ СОАЛЛИРИ
Сәлбий пикир қилиш тәрзидин қандақларчә нери туралаймән?
Сиз өзүңиз һәққидә немә ойлайсиз?
Үмүтвар киши
«Мән, мүмкинчиликниң баричә, хошал вә көңлүмни чүшәрмәй жүрүшкә тиришимән. Һәр күни мән үзүмдин тәбәссум кәтмәйдиғандәк яшашқа интилимән» (Валери).
Үмитсиз киши
«Бирәр яхши вақиә йүз бәрсә, мән бу мүмкин әмәс дәп ойлап қалимән» (Ребекка).
Әмәлийәткә уйғун көзқараш
«Үмүтвар болсам, чоқум көңлүм қалиду. Үмитсиз болсам, һәрдайим чүшкүнлүктә жүримән. Көзқаришим әмәлийәткә уйғун болса, бу маңа һәммә нәрсиләргә қандақ болса, шундақ қаришимға ярдәм бериду» (Анна).
Бу немишкә муһим?
Муқәддәс китапта йезилғандәк, адәм «көңлини шат тутса, дайим зияпәттә болғандәктур» (Пәнд-нәсиһәтләр 15:15). Шүбһисизки, һаҗәтсиз сәлбий ойлардин нери туридиған һәм һаятқа иҗабий көзқараш билән қарайдиған адәмләр бәхитлигирәк болиду. Шундақла адәттә уларниң достлири көп. Немила демигән билән, қапиғи түрүлүп жүридиған кишиләр билән вақит өткүзүшни халайдиған адәмләр җиқму?
Шундила, һәтта үмүтвар адәмләрниң һаятида күтүлмигән вәзийәтләр йүз бериши мүмкин. Мәсилән:
Йеңилиқларда сапла урушлар, терроризм вә җинайәт һәққидә ейтилиши мүмкин.
Сиз аилиңиздики қийинчилиқлар билән күришишиңиз еһтимал.
Өзүңиздиму күришидиған аҗизлиқ вә қамчилиқлириңиз барду.
Достиңиз көңлүңизни қалдурғанду.
Һаяттики бу аддий нәрсиләргә көз жумушниң яки уларға берилип кетишниң орниға, тәңпуң болушқа тиришиң. Әмәлийәткә уйғун көзқараш сизгә артуқ сәлбий ойлардин нери болуп, һаятта йүз бериватқан вәзийәтләрни езилмәй қобул қилишиңизға ярдәм бериду.
Сиз немә қилалайсиз?
Хаталиқлириңизға қарита тәңпуң көзқараш сақлаң.
Муқәддәс китап мундақ дәйду: «Бу дунияда пәқәт яхши ишнила қилип, бирәр қетимму яман иш қилип бақмиған бирму адәм йоқ» (Вәз 7:20). Сизниң камчилиқлириңиз вә хаталиқлириңиз қолиңиздин һеч нәрсә кәлмәйдиған адәм екәнлигиңизни әмәс, аддий адәм екәнлигиңизни көрситиду.
Қандақларчә әмәлийәткә уйғун көзқарашқа еришәләйсиз? Хаталиқлириңизни қайтилимаң, шундақла өзүңиздин мукәммәлликни күтмәң. Калеб исимлиқ яш жигит мундақ дәйду: «Мән хаталиқлирим тоғрилиқ ойлимаслиққа тиришимән, әксичә, улардин савақ елип, яхшилинишқа интилимән».
Өзүңизни башқилар билән селиштурмаң.
Муқәддәс китап мундақ дәйду: «Шөһрәтпәрәс болмайли, бир-биримизни риқабәтчиликкә иштәрмәйли вә бир-биримизгә көрәлмәслик қилмайли» (Галатилиқларға 5:26). Сизни тәклип қилмиған олтурушларда чүширилгән сүрәтләрни иҗтимаий торлардин көрүп қалсиңиз, көңлиңиз йерим болуши мүмкин. Шундақла бу әң яхши достлириңизға дүшмәнлириңиздәк қаришиңизға сәвәп болуши мүмкин.
Қандақларчә әмәлийәткә уйғун көзқарашқа еришәләйсиз? Сизни олтурушларниң һәммисигә тәклип қилмайдиғанлиғини иқрар қилиң. Буниңдин ташқири, иҗтимаий торлардики рәсимләр вәзийәтни толуқ көрсәтмәйду. Алексис исимлиқ өсмүр қиз мундақ дәйду: «Иҗтимаий торларда адәмләр һаятиниң әң қизиқарлиқ, алаһидә пәйтлирини көрситиду. Улар аддий турмушини адәттә көрсәтмәйду».
Течлиқпәрвәр адәм болуң, болупму аилиңиздә.
Муқәддәс китапта: «Силәр тәрәптин имканийәтниң баричә, һәммиси билән течлиқ мунасивәттә болуңлар»,— дәп йезилған (Римлиқларға 12:18). Сиз башқиларниң һәрикәтлиригә тәсир қилалмайдиғансиз, амма вәзийәткә тегишлик өзүңизниң көзқаришиңизни өзгәртәләйсиз. Сиз течлиқпәрвәр болушни таллалайсиз.
Қандақларчә әмәлийәткә уйғун көзқарашқа еришәләйсиз? Аилиңиздики қийин вәзийәтләрни кәскинләштүрмәй, течлиқпәрвәр болуп, течлиққа интилиң. Барлиқ адәмләр билән мошундақ қилғиниңиз яхши болатти. «Әйипсиз, мукәммәл адәм йоқ. Биз бәзидә бир-биримизни хапа қилишимиз мүмкин»,— дәйду Мелинда исимлиқ өсмүр қиз. У давамлаштуруп: «Шуңа бизниң вәзипимиз — течлиқпәрвәр болушни яки болмаслиқни таллаш».
Миннәтдарлиқни риваҗландуруң.
Муқәддәс китап мундақ дәп мәслиһәт бериду: «Миннәтдар болуңлар» (Колосилиқларға 3:15). Миннәтдар болсиңиз, сиз һаятиңизниң яқтурмайдиған нәрсилиригә әмәс, яхши тәрәплиригә диққәт бөлүсиз.
Қандақларчә әмәлийәткә уйғун көзқарашқа еришәләйсиз? Қийинчилиқлириңиз бар болсиму, һаятиңиздики яхши нәрсиләрни етибарсиз қалдурмаң. Ребекка исимлиқ яш қиз мундақ дәйду: «Мән һәр күни йүз бәргән бир яхши нәрсини дәптиримгә йезип қоюмән. Бундақ қилип, қийинчилиқлирим бар болсиму, һаятимда көп яхши нәрсиләр бар екәнлигини унтумаймән».
Достлириңиз ким екәнлигини ойлап беқиң.
Муқәддәс китап: «Яман муамилиләр пайдилиқ адәтләрни бузиду»,— дәйду (Коринтлиқларға 1-хәт 15:33). Сиз арилишидиған адәмләр тәнқидий, мәсқирә қилишқа майил вә нарази болса, уларниң бу камчилиқлири сизгиму тәсир қилиши еһтимал.
Қандақларчә әмәлийәткә уйғун көзқарашқа еришәләйсиз? Бәзидә достлириңизниң бешиға күн чүшиши мүмкин, нәтиҗидә улар бираз вақит давамида чүшкүнлүктә болуши еһтимал. Сиз уларни қоллап, ярдәм бериң, амма уларниң қийинчилиқлириниң сизгә яман тәсир қилишиға йол бәрмәң. «Биз барлиқ вақтимизни һаятқа пәқәт сәлбий көзқараш билән қарайдиған адәмләр билән өткүзмәслигимиз лазим»,— дәйду Мишель исимлиқ яш қиз.
Сизгә иҗабий көзқараш сақлашқа ярдәм беридиған мәлуматни оқуң
Биз Муқәддәс китапта «адәттин ташқири қийин вақитлар» дәп аталған заманда яшаватимиз (Тимотийға 2-хәт 3:1). Сизгә қийинчилиқларға толған бу дунияда иҗабий көзқарашни сақлаш қийинму? «Немә үчүн дуния азап-оқубәтләргә толған?» дегән бапни оқуп көрүң.